باياناتلار

"Шәрқий Түркистан Өлималар Бирлиги"ниң "Намаз инкарчилири" һәққидики Баянити

2024-05-10
A-
A+

әрқий Түркистан Өлималар Бирлиги"ниң "Намаз инкарчилири" һәққидики Баянити

 

الحمد لله رب العالمين، والعاقبة للمتقين، والصلاة والسلام على عبده ورسوله وخليله وصفوته من خلقه نبينا وإمامنا وسيدنا محمد بن عبدالله، وعلى آله وأصحابه ومن سلك سبيله واهتدى بهداه إلى يوم الدين. أما بعد:

         Әзиз Шәрқий Түркистанлиқ мусулман хәлқимиз!

Хитай җаллатлири вәтинимизни ишғал қилғандин тартип, Шәрқий Түркистан хәлқини өзиниң миллий кимлигидин вә динидин жирақлаштуруш үчүн һәр түрлүк зулумларни қилип кәлгән болсиму, 2017-жилдин бери хәлқимизни 1000 жиллиқ диний етиқадидин ваз кәчкүзүш үчүн лагерьларда вә түрмиләрдә һәр түрлүк ирқий қирғинчилиқ елип барди вә 10 миңларчә иманлиқ мусулман алим, зияли, диндар кишилиримиз шеһит қилинди. Миллитимиз вәтәндә өзиниң мусулманлиғи вә миллий әнъәнилирини йоқитиш хәтири вә паҗиәси ичидә җан талишиватиду. Хитайниң зулмидин қечип чиққан муһаҗирәттики мусулман хәлқимиз вәтәндики қериндашлирини залим Хитай һакимийитиниң чаңгилидин қутулдуруш йолида ғәйрәт вә тиришчанлиқларни көрситиватиду. Йәнә бир тәрәптин муһаҗирәттә яшаватқан хәлқимиз пәрзәнтлириниң исламий вә миллий кимлигини сақлап қелиш үчүн ғәйрәт вә чарә-тәдбир қоллиниватқан болсиму, һәрқайси дөләтләрдә ассимиляция болуп кетиш ховупи астида яшимақта.

         Муһаҗирәттә яшаватқан мусулман хәлқимизниң кимлигини вә уларниң Хитайға қарши күрәш йолида бирлик вә иттипақлиғини қолға кәлтүрүш үчүн күч чиқириши интайин муһим болған бир пәйттә, өзини диний алим көрситишкә урунуватқан вә "Қуръанчи" дава қиливатқан мәлум шәхсләр, ислам диниға вә "Қуръан кәрим"ниң роһиға пүтүнләй зит һалда һәрхил азғун пикирләр билән питнә чиқармақта, муһаҗирәттики хәлқимизниң ичигә мунапиқлиқ уруғини чачмақта вә ислам диниға етиқат қиливатқан мусулман хәлқимизниң етиқадида тәшвиш вә тиничсизлиқ пәйда қилишқа тиришмақта. Йәни өзини сөздә "Қуръанчи" дәп дава қиливатқан мәлум шәхсләр һәсәл ялитилған зәһәрлик сөзлири билән "Һәдис инкарчилиғи", "Пәйғәмбәр вә саһабә дүшмәнлиги" тәшвиқитини елип бармақта. Исламни пәйғәмбәрдин вә "Қуръан"ни һәдистин айрип, "Қуръан кәрим"ни өзи халиғиничә бурмилап чүшәндүрүп, Ислам динини бузушқа урунмақта вә һәтта Исламниң асаслиқ пәрзи болған бәш вақит намазни инкар қилмақта.

         Әзиз хәлқимиз!

         Исламда әқил вә балағәт йешиға йәткән һәрбир мусулманниң күндә бәш вақит намаз оқуши пәриздур. Намазниң пәризлиги, оқулидиған вақитлири, рәкәтлири "Қуръан кәрим" айәтлири вә Пәйғәмбәр әләйһиссаламниң сәһиһ һәдислири вә әмәлий тәтбиқатлири билән мутаватир (шәклинишкә мүмкин болмайдиған) шәкилдә кәлгән; барлиқ Cаһабилар вә һәр әсирдики муҗтәһид алимларниң иттипақи билән сабиттур. Аллаһ тәала мундақ дәйду:

"Шәксизки, намаз мөмүнләргә вақти бәлгүләнгән пәриздур" ("Ниса" сүриси, 103-айәт).

"(Әй, Пәйғәмбәр!) Күн қайрилған вақиттин тартип қараңғу чүшкән вақитқа қәдәр (бәлгүләнгән вақитларда) намаз оқуғин. Бамдат намизиниму оқуғин" ("Исра" сүриси, 78-айәт).

"Күндүзниң икки тәрипидә вә кечиниң дәсләпки вақитлирида намаз оқуғин..." ("Һуд" сүриси, 114-айәт).

Мана бу айәтләр вә Пәйғәмбәр әләйһиссаламниң әмәлий тәтбиқати бәш вақит намазниң һәрбир мусулманға тәрк етишкә қәтъий болмайдиған пәриз екәнлигини билдүриду. Бу талаш-тартиш қобул қилмайдиған һәқиқәттур.

Пүткүл муҗтәһид алимларниң бирдәк қариши "бәш вақит намаз мушрикларниң намизи" дегәндәк сөзләрни қилиш купирлиқтур. Чүнки айәт вә мутаватир һәдисләр билән һөкми сабит болған бир пәризни инкар қилған киши капир болиду. Мундақ купир сөзләрни қилиш вә уни тоғра дәп тәстиқләшму инсанни капирлиққа елип бариду. Җанабий Аллаһ һәрбиримизни езип кетиш вә азғунларниң кәйнигә кирип кетиштин өз панасида сақлисун.

         Һөрмәтлик мусулман хәлқимиз!

         Биз Шәрқий Түркистан Өлималар Бирлиги, жуқуриқидәк азғун кишиләрдин барлиқ хәлқимизни агаһландуримиз, уларниң сәпсәтилиригә қулақ салмаслиққа чақиримиз. Мошундақ азғун кишиләрниму дәрһал хәлқимиз алдида сөзидин йенип, Аллаһқа тәвбә қилип, "Кәлимә шаһадәт" ейтип қайтидин иман ейтишқа, мусулман хәлқимизни рәнҗиткәнлиги үчүн улардин кәчүрүм сорашқа вә Ислам дини һәққидә буниңдин кейин қалаймиқан сөзләрни қилмаслиққа вәдә беришкә чақиримиз.

 

"Шәрқий Түркистан Өлималар Бирлиги"

 

1-май 2024-жил.